Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 149

Зәбур 149:2-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Исраил өз Яратқучисидин шатлансун; Зион оғуллири өз Падишаһидин хуш болғай!
3Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!
4Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!
6Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун, Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун;
7Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас, Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
8Әлләрниң падишаһлирини зәнҗирләр билән, Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду;
9Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду — Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду! Һәмдусана!

Read Зәбур 149Зәбур 149
Compare Зәбур 149:2-9Зәбур 149:2-9