4Бирақ шуни билип қоюңларки, Пәрвәрдигар ихласмәнләрни Өзигә хас қилған; Мән Униңға нида қилғинимда, Пәрвәрдигар аңлайду.
5Аччиғиңларға берилип, гуна қилмаңлар; Өз орнуңларда йетип, қәлбиңларда чоңқур ойлинип, Сүкүт қилиңлар. Селаһ.
6Һәққанийлиқ билән қурбанлиқларни қилиңлар, Вә Пәрвәрдигарға тайиниңлар.
7Көп хәлиқ: — «Ким бизгә яхшилиқ көрситәлисун?» — дәп соримақта; Җамалиңниң нури үстимизгә чүшсун, и Пәрвәрдигар!
8Ашлиқ вә йеңи шараплири молчилиқ болғанларниң хошаллиғидинму, Мениң қәлбимни бәкрәк хошаллиққа толдурдуң.