Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Ибранийларға

Ибранийларға 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ейтқанлиримизниң баш нуқтиси шуки: Әрштики улуқ Болғучиниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарған шундақ бир Баш Каһинимиз бар.
2У муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур.
3Һәр бир баш каһин һәдийә һәм қурбанлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн, бизниң бу баш каһинимизниңму бирәр сунидиғини болуш керәк еди.  
4Дәрвәқә әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз каһин болмайтти; чүнки бу йәрдә Тәврат қанун-түзүми бойичә һәдийә сунидиған каһинлар аллибурунла бардур
5(бу каһинлар хизмәт қилидиған ибадәт чедири пәқәтла әрштики ишларниң көчүрүлмиси вә көләңгисидур. Муса дәл бу ибадәт чедирини қурушқа башлиғанда, Худаниң вәһийси униңға келип: «Еһтият қилғинки, буларниң һәммисини саңа тағда көрситилгән өрнәк бойичә ясиғин» дәп агаһландурған).
6Лекин һазир У (кона әһдигә аит вәдиләрдин әвзәл вәдиләр үстигә бекитилгәч) техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду.  
7Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
8Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, Исраилларға мундақ дегән: — «Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән.  
9Бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; чүнки улар Мән билән түзүшкән әһдәмдә турмиди, мән улардин нәзиримни йөткидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
10Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: — «Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигә салимән, һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән; Мән уларниң Худаси болимән, уларму Мениң хәлқим болиду.
11Шундин башлап һеч ким өз жутдишиға, яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитишиниң һаҗити қалмайду; чүнки уларниң һәммиси, әң кичигидин чоңиғичә Мени билип болған болиду;
12чүнки мән уларниң қәбиһликлиригә рәһим қилимән һәмдә уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән».
13Әнди Худаниң бу әһдини «йеңи» дейиши бурунқисини «кона» дегәнлигидур; әнди вақти өткән, конириған иш болса узун өтмәй йоқилиду.