1Худа бурунқи заманларда ата-бовиларға пәйғәмбәрләр арқилиқ түркүм-түркүм бойичә вә нурғун йоллар билән сөз қилған болуп,
2мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан.
3У Худаниң шан-шәривидин парлиған нур, Униң әйнийитиниң ипадисидур, У қудрәтлик сөз-калами билән пүткүл каинаттики мәвҗудатни өз орнида турғузуватқан болуп, У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин, әрштики шану-шәвкәт егисиниң оң йенида олтарди.
4Шуниңдәк, У пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди.
5Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пәриштиләрниң қайсисиға: «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум», вә йәнә: «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» дегән еди?
6Униң үстигә, У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә, «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» дегән.
7У пәриштиләр тоғрилиқ: — «У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду», дегән еди;
8лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: — «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Сениң падишаһлиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур.
9Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди».
10Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: — «Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң, Асманларни болса қоллириң ясиғандур;
11Улар йоқ болуп кетиду, Лекин Сән мәңгү турисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
12Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду. Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур».
13Йәнә, У қайсибир пәриштигә: — «Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтирисән» — дегән еди?
14Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа Худа тәрипидин әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?