1Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа, һәр хил еғир жүк һәм бизгә асанла чирмишивалидиған гунани чөрүп ташлап, алдимизға қоюлған жүгүрүш йолини чидамлиқ билән бесип жүгүрәйли; буниңда көзимизни етиқатимизниң Йол Башлиғучиси вә Такамуллаштурғучиси болған Әйсаға тикәйли. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн кресттики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм униңда болған һақарәтгә писәнт қилмиди. Шуниң билән У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарғузулди.
3Көңлүңләрниң һерип совуп кәтмәслиги үчүн, гунакарларниң шунчә қаттиқ хорлашлириға бәрдашлиқ Бәргүчини көңүл қоюп ойлаңлар.
4Гунаға қарши күрәшләрдә техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар.
5Худаниң силәргә Өз пәрсәндлирим дәп җекиләйдиған муқәддәс язмилардики муну сөзлирини унтудуңлар: — «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун,
6Чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду».
7Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдашлиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни оғлум дәп муамилә қилғанлиғини көрситиду. Қайси пәрсәнд атиси тәрипидин тәрбийиләнмәйду?
8Әнди Худаниң тәрбийилишидә һәр бир пәрсәндиниң өз үлүши бар; лекин бу иш силәрдә кам болса һәқиқий оғуллиридин әмәс, бәлки һарамдин болған пәрсәнди болуп чиқисиләр.
9Униң үстигә һәммимизниң өзимизгә тәрбийә бәргән әт җәһәттики атилиримиз бар, биз уларниму һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, роһларниң атисиға техиму итаәт қилмамдуқ? Шундақта һаятимиз яшнимамду?
10Әт җәһәттики атилиримиз бәрһәқ пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә азғинә вақит бизни тәрбийилигән. Лекин У болса бизгә пайдилиқ болсун дәп, пак-муқәддәслигидин муйәссәр болушимиз үчүн тәрбийиләйду.
11Әнди қаттиқ тәрбийә берилгән вақтида адәмни хуш қилмайду, әксичә адәмни қайғуға чөмдүриду; бирақ буниң билән түзәлгәнләргә у кейин һәққанийлиқтин чиққан тинич-хатирҗәмликниң мевисини бериду.
12Шуниң үчүн, «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»
13вә «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар.
14Барлиқ кишиләр билән енақ өтүшкә вә пак-муқәддәс яшашқа интилиңлар; муқәддәс болмиған киши һәргиз Рәбни көрәлмәйду.
15Ойғақ туруңларки, һеч ким Худаниң меһри-шәпқитидин мәһрум қалмисун; араңларда силәргә иш тапқузуп силәрни көйдүридиған, шундақла көп адәмләрни булғап напак болушқа сәвәп болидиған бирәр өч-адавәт йилтизи үнмисун.
16Араңларда һеч бир бузуқлуқ қилғучи яки өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун.
17Чүнки силәргә мәлумки, Әсав кейин атисиниң хәйрлик дуасини елишни ойлиған болсиму, шундақла униңға интилип көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, у бу ишларни орниға кәлтүридиған товва қилиш йолини тапалмай, рәт қилинди.
18Чүнки силәр қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар —
19(у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп Худаға ялвурушти;
20чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. «Егәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дәп тапиланған еди;
21у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди).
22— Силәр бәлки Зион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаниң шәһири — әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә,
23исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә, һәммәйләнниң сорақчиси Худаға, такамуллаштурулған һәққаний кишиләрниң роһлириға
24вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду.
25Бу сөзни қилғучини рәт қилмаслиғиңлар үчүн диққәт қилиңлар. Чүнки йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучини рәт қилғанлар җазадин қечип қутулалмиған йәрдә, әрштә бизни агаһландурғучидин йүз өрүсәк, һалимиз техиму шундақ болмамду?
26Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди; лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди.
27«Йәнә бир қетим» дегән бу сөз тәвритилидиғанларниң, йәни яритилған нәрсиләрниң тәвритилиши билән йоқитилидиғанлиғини, тәврәткили болмайдиған нәрсиләрниң мәңгү муқим болидиғанлиғидин ибарәт мәнини билдүриду.
28Шуниң үчүн, тәврәткили болмайдиған бир падишаһлиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп бу арқилиқ ихласмәнлик вә әйминиш-қорқунуч билән Худани хурсән қилидиған ибадәтләрни қилайли.
29Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур.