Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Ибранийларға

Ибранийларға 7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Чүнки бу Мәлкизәдәк Салем шәһириниң падишаһи, шундақла Әң Алий Болғучи Худаниң каһини болуп, Ибраһим падишаһларни йеңип җәңдин қайтқанда, униң алдиға чиққан вә униңға бәхит тилигән еди.  
2Ибраһим болса еришкән барлиқ олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Мәлкизәдәк дегән исимниң биринчи мәниси «һәққанийәт падишаһи» дегәнликтур; униң йәнә бир нами «Салемниң падишаһи» болуп, буниң мәниси «аманлиқ падишаһи» дегәнликтур;
3униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду.
4Әнди қараңлар, бу Мәлкизәдәк немидегән улуқ адәм-һә! Һәтта ата-бовилиримизниң чоңи Ибраһимму олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.
5Дәрвәқә Лавийниң әвлатлиридин каһинлиқни зиммисигә алғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қериндашлиридин Ибраһимниң пуштидин болғиниға қаримай тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши әмир қилинған.  
6Лекин буларниң қәбилә-уруғидин болмиған Мәлкизәдәк болса Ибраһимдин «ондин бир үлүши»ни қобул қилған андин Худаниң вәдилиригә егә болғучи Ибраһимға бәхит тилигән.
7Шүбһисизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.
8Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида муқәддәс язмиларда «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур.
9Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму әҗдати Ибраһим арқилиқ Мәлкизәдәккә ондин бир үлүшни бәргән.
10Чүнки Мәлкизәдәк Ибраһимни қарши алғанда, Лавийни кәлгүсидики пушти болуш сүпитидә йәнила Ибраһимниң тенидә еди, дәп һесаплашқа болиду.
11Әнди Лавий қәбилисиниң каһинлиқ түзүми арқилиқ мукәммәл һәққанийлиқ келәләйдиған болса (чүнки шу түзүмгә асаслинип Тәврат қануни Исраил хәлқигә чүшүрүлгән еди), кейинки вақитларда Һарунниң каһинлиқ түзүми бойичә әмәс, бәлки Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми бойичә башқа бир каһинниң чиқишиниң немә һаҗити болатти?
12Әнди каһинлиқ түзүми өзгәртилгән болса, униңға мунасивәтлик қанун-түзүмму өзгәртилишкә тоғра келиду.
13Чүнки бу ейтиливатқан сөзләр қаритилған зат болса башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбилидин һеч ким қурбангаһта хизмәттә болуп бақмиған.
14Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди.  
15Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду;
16униң каһинлиққа тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур.
17Чүнки бу һәқтә муқәддәс язмиларда: «Сән әбәдил-әбәтгичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп гувалиқ берилгән.   
18Чүнки алдинқи әмир-түзүм аҗизлиғи вә үнүмсизлиги түпәйлидин күчидин қалдурулған

19(— чүнки Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди). Униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған, униңдин әвзәл үмүт елип келинди.
20Униң үстигә, бу иш Худаниң қәсими билән капаләткә егә болмай қалмиди (илгири өткән каһинлар Худаниң қәсимисиз каһин болған еди; лекин, Әйса болса Өзигә: — «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәтгичә каһиндурсән»» Дегүчиниң қәсими билән каһин болди).   
22Әнди Әйса шундақ улуқ иш билән әвзәл бир әһдиниң кепили қилинди.
23Йәнә келип, илгири өткән каһинлар көп болуши керәк еди; чүнки уларниң һәр бири өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштуралмай қалған.
24Лекин Әйса мәңгүгә турғачқа, Униң каһинлиғи һәргиз өзгәртилмәстур.
25Шу сәвәптин, У Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадир; чүнки У улар үчүн Худаға мураҗиәт қилишқа мәңгү һаяттур.
26Мошундақ бир баш каһин дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған — муқәддәс, әйипсиз, ғубарсиз, гунакарлардин нери қилинған, әршләрдин жуқури елип көтирилгән каһиндур.
27У әшу баш каһинлардәк һәр күни алди билән өз гуналири үчүн, андин хәлиқниң гуналири үчүн қурбанлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурбанлиқ сүпитидә сунғанда, һәммәйлән үчүн буни бир йолила ада қилди.
28Чүнки Тәврат қануни аҗиз бәндә болған инсанларни баш каһин қилип тайинлайду, лекин Тәврат қанунидин кейин кәлгән Худаниң қәсәм-калами мәңгүгә камаләткә йәткүзүлгән Оғулни баш каһин қилип тайинлиди.