1Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар.
2Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди.
3Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.
4Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.
5Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған.
6Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз.
7Шуңа, муқәддәс язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар,
8Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!
9Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.
10Мән шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә дайим адашқанлар, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән.
11Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим».
12Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар;
13пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар.
14Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.
15Жуқирида ейтилғинидәк: — «Бүгүн, әгәр силәр Худаниң авазини аңлисаңлар, Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүргән күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»
16(Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин қутулуп чиққан әшу Исраилларниң һәммиси әмәсму?
17У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?
18Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму?
19Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң арамлиққа кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).