Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Ибранийларға

Ибранийларға 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Тәврат қануни кәлгүсидә елип келинидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки уларниң көләңгисинила сүрәтләп бәргәчкә, у тәләп қилинған, йилмуйил сунулуп келиватқан охшаш қурбанлиқлар арқилиқ Худаға йеқинлашмақчи болғанларни һәргизму мукәммәл қилалмайду.
2Болмиса, мошу қурбанлиқларниң сунулуши ахирлишатти, чүнки ибадәт қилғучилар пак қилинип, виҗдани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланмайтти.
3Һалбуки, мошу қурбанлиқлар йилмуйил өз гуналирини өзлиригә әслитип туриду.
4Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени гуналарни һәргиз елип ташлиялмайду.
5Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: — «Нә қурбанлиқ, нә атиған ашлиқ һәдийәлири болса Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән Мән үчүн бир тән тәйярлап бәрдиң;  
6Нә көйдүрмә қурбанлиқлар, нә гуна қурбанлиғидинму сөйүнмидиң;
7Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим! — Қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк — И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим».  
8У жуқурида: «Нә қурбанлиқ, нә ашлиқ һәдийәлири, нә көйдүрмә қурбанлиқлар нә гунани тилигүчи қурбанлиқлар Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Сән улардинму сөйүнмидиң» (бу қурбанлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә сунулуши керәк еди) дегинидин кейин
9йәнә: «Сениң ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим» дегән. Демәк, Худа кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду.
10Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.  
11Һәр каһин һәр күни ибадәт хизмитидә туриду, шундақла гуналарни һәргиз сақит қилалмайдиған охшаш хилдики қурбанлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.
12Бирақ, бу каһин болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди;   
13У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду.
14У мошу бирла қурбанлиқ билән Худаға атап пак-муқәддәс қилинғанларни мәңгүгә мукәммәл қилди.
15Муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. Чүнки У авал: —
16«У күнләрдин кейин, Мениң улар билән түзидиған әһдәм мана шуки, дәйду Пәрвәрдигар; Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигиму салимән, Һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән» дегәндин кейин, У йәнә: —
17«Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — дегән.  
18Әнди шу йолда гуналар кәчүрүм қилинған екән, гуналар үчүн қурбанлиқ қилишниң һаҗитиму қалмайду.

19Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйсаниң қени арқилиқ әң муқәддәс җайға киришкә җүръәтлик болуп,
20(У бизгә ечип бәргән, ибадәтханиниң пәрдисидин (йәни, Униң әт-тенидин) өтидиған шу жипйеңи, һаятлиқ йоли билән)
21шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән,
22диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған вә бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли!   
23Әнди етирап қилған үмүтүмиздә тәврәнмәй чиң турайли (чүнки вәдә Бәргүчи болса сөзидә турғучидур)
24вә меһир-муһәббәт көрситиш вә гөзәл иш қилишқа бир-биримизни қандақ қозғаш вә риғбәтләндүрүшни ойлайли.
25Бәзиләр адәт қиливалғандәк, җамаәттә җәм болуштин баш тартмайли, бәлки бир-биримизни җекиләп-илһамландурайли; болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли.
26Һәқиқәтни тонушқа несип болғандин кейин, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурбанлиқ болмас,
27бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас.
28Әнди Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қанунини көзгә илмиған һәр қандақ киши икки яки үч гувачиниң испати болса, кәңчилик қилинмайла өлтүрүләтти.
29Ундақта, бир киши Худаниң Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң әһдисиниң қениға, йәни өзини пак қилған қанға напак дәп қариса, шәпқәт қилғучи Роһни һақарәт қилса, буниңдин техиму еғир җазаға лайиқ һесаплиниду, дәп ойлимамсиләр?
30Чүнки Тәвратта «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду» дегүчини билимиз.   
31Мәңгү һаят Худаниң қоллириға чүшүп җазалиниш нәқәдәр дәһшәтлик иш-һә!
32Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар.
33Бәзи вақитларда рәсва қилинип һақарәтләш вә харлинишларға учридиңлар вә бәзи вақитларда мушундақ муамилиләргә учриғанларға дәрддаш болдуңлар.
34Чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму есил һәм йоқап кәтмәйдиған бақий тәәллуқатқа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар.   
35Шуниң үчүн, җасаритиңларни йоқатмаңлар, униңдин интайин зор инъам болиду.
36Чүнки Худаниң ирадисигә әмәл қилип, Униң вәдә қилғиниға муйәссәр болуш үчүн, сәвир-чидам қилишиңларға тоғра келиду.

37Чүнки муқәддәс язмиларда Худа мундақ дегән: — «Пәқәт азғинә вақиттин кейинла», «Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду, У кечикмәйду.  
38Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду; Лекин у кәйнигә чекинсә, Җеним униңдин сөйүнмәйду».  
39Һалбуки, биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз.