Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Ибранийларға

Ибранийларға 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли.
3Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз.  
4Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта.  
7Чүнки көп қетимлап өз үстигә яққан ямғур сүйини ичкән, өзидә териғучиларға мәнпәәтлик зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр болса Худадин бәрикәт алмақта.
8Бирақ тикән вә қамғақ өстүргән болса, у әрзимәс болуп, ләнәткә йеқин болуп, ақивити көйдүрүлүштин ибарәт болиду.
9Лекин әй сөйүмлүклирим, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсақму, силәрдә буниңдинму әвзәл ишлар, шундақла ниҗатлиқниң елип баридиған ишлири бар дәп қайил болдуқ.
10Чүнки Худа қилған әмәллириңларни вә Униң муқәддәс бәндилиригә қилған вә һазирму қиливатқан хизмитиңлар арқилиқ Униң нами үчүн көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтуп қалидиған адаләтсизләрдин әмәс.
11Амма силәрниң үмүтүңларниң толуқ җәзм-хатирҗәмлик билән болуши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларға интизармиз;
12шундақла сөрәлмиләрдин болмай, бәлки етиқат вә сәвирчанлиқ арқилиқ Худаниң вәдилиригә варислиқ қилғанларни үлгә қилидиғанлардин болғайсиләр.
13Чүнки Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өзидин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Өзи билән қәсәм қилип:
14«Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — деди.   
15Шуниң билән, Ибраһим узун вақит сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
16Чүнки инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип қәсәм қилиду; уларниң арисида қәсәм испат-тәстиқ һесаплинип, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду.
17Шуниңдәк Худа, Өз вәдисигә варислиқ қилғанларға Өз нишан-мәхситиниң өзгәрмәйдиғанлиғини техиму очуқрақ билдүрүш үчүн, қәсәм қилип вәдә бәрди.
18Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ, көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн һалакәттин өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз (бу икки ишта Худаниң ялған ейтиши қәтъий мүмкин әмәс, әлвәттә).
19Бу үмүт җенимизға чиң бағланған кемә ләңгиридәк шүбһисиз һәм мустәһкәм болуп, әрштики ибадәтханиниң ички пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду.
20У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди.