1Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси вә көрүнмәйдиған шәйиләрниң дәлилидур.
2Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән Худадин кәлгән яхши гувалиқни алған.
3Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини, шундақла биз көрүватқан мәвҗудатларниң көргили болидиған шәйиләрдин чиққан әмәслигини чүшинәләймиз.
4Етиқати болғачқа Һабил Қабилниңкидинму әвзәл бир қурбанлиқни Худаға атиған; етиқати болғачқа Худа униң атиғанлирини тәрипләп, униңға һәққаний дәп гувалиқ бәрди. Гәрчә өлгән болсиму, етиқати билән у йәнила бизгә гәп қилмақта.
5Етиқати болғачқа, Һанох өлүмни көрмәйла әршкә көтирилди; Худа уни көтирип елип кәткәчкә, у йәр йүзидә һеч тепилмиди. Сәвәви у елип кетилиштин илгири, Худани хурсән қилған адәм дәп тәрипләнгән еди.
6Әндиликтә етиқат болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс; чүнки Худаниң алдиға баридиған киши Униң барлиғиға, шундақла Униң Өзини издигәнләргә әҗрини қайтурғучи екәнлигигә ишиниши керәк.
7Етиқати болғачқа, Нуһ техи көрүлүп бақмиған вақиәләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, ихласмәнлик қорқунучи билән аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди; һәмдә етиқати арқилиқ шундақ қилип пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үстидин һөкүм чиқарди, шундақла етиқаттин болған һәққанийлиққа мирасхор болди.
8Етиқати болғачқа, Худа Ибраһимни униңға мирас сүпитидә бәрмәкчи болған зиминға беришқа чақирғанда, у итаәт қилди; у қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
9Етиқати болғачқа у вәдә қилинған зиминда, худди яқа жутта турғандәк мусапир болуп чедирларни макан қилип яшиди. Худаниң униңға қилған вәдисиниң ортақ мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму униң билән биргә шуниңға охшаш яшиди.
10Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у һуллири мустәһкәм болған шәһәрни күткән еди; шәһәрниң лайиһилигүчи һәм қурғучиси Худа Өзидур.
11Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти.
12Буниң билән бирла адәмдин, йәни өлгән адәмдәк болуп қалған бир адәмдин асмандики юлтузлардәк көп, деңиз саһилидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.
13Бу кишиләрниң һәммиси Худаниң вәдә қилғанлириға муйәссәр болмай турупла етиқати болған һалда аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида буларниң кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиғанлиғини жирақтин көрүп, қучақ ечип хурсәнлик билән күткән вә өзлирини йәр йүзидә мусапир вә йолучи дәп ашкарә ейтқан еди.
14Бу бундақ сөзләрни қилған кишиләрниң бир вәтәнни тәшна болуп издәватқанлиғини ениқ ипадиләйду.
15Дәрвәқә, улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити чиққан болатти.
16Лекин улар униңдинму әвзәл, йәни әрштики бир маканни тәлпүнүп издимәктә. Шуниң үчүн, Худаниң өзлириниң Худаси дәп атилишидин номус қилмайду; чүнки мана, У улар үчүн бир шәһәр һазирлиған.
17Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, етиқати болғачқа оғли Исһақни қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиди; гәрчә у Худаниң вәдилирини, җүмлидин «Сениң намиңни давамлаштуридиған нәслиң болса Исһақтин келип чиқиду» дегинини тапшурувалған болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурбан қилишқа тәйяр турди.
19Чүнки у һәтта Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрүшкә қадир екәнлигигә ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Исһақни өлүмдин тирилдүрүлгәндәк қайтидин тапшурувалди.
20Етиқати болғачқа, Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси ишлириға хәйрлик тиләп дуа қилди.
21Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди.
22Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди.
23Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаһниң пәрманидинму қорқмиди.
24Етиқати болғачқа, Муса чоң болуп улуқ зат болғандин кейин, «Пирәвниң қизиниң оғли» дегән атақта туриверишни рәт қилип,
25гуна ичидики ләззәтләрдин вақитлиқ бәһримән болушниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни әвзәл көрди.
26У Мәсиһкә қаритилған һақарәтгә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки көзлирини әрштики инъамға тикивататти.
27Етиқати болғачқа, у падишаһниң ғәзивидинму қорқмай Мисирдин чиқип кәтти. Җапа-мушәққәткә чидиди, чүнки Көзгә Көрүнмигүчи униң көзигә көрүнүп турғандәк еди.
28Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗи «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди.
29Етиқати болғачқа, Исраиллар Қизил деңиздин худди қуруқлуқта маңғандәк меңип өтти. Бирақ уларни қоғлап кәлгән Мисирлиқлар өтмәкчи болғанда суға ғәриқ болди.
30Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди.
31Етиқати болғачқа, паһишә аял Раһаб Исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, итаәтсизләр болған өз шәһиридикиләр билән бирликтә һалак болмиди.
32Мән йәнә немишкә сөзләп олтирай? Гидеон, Барақ, Шимшон, Йәфтаһ, Давут, Самуил вә қалған башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду.
33Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди,
34дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди, қиличниң тиғидин қечип қутулди, аҗизлиқтин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, ят әлләрниң қошунлирини тери-пирәң қилди.
35Етиқати болғачқа, аяллар өлгән уруқ-туққанлирини өлүмдин тирилдүргүзүп қайтурувалди; бирақ башқилар кәлгүсидә техиму яхши һалда өлүмдин тириләйли дәп, қутулуш йолини рәт қилип қийинилишқа бәрдашлиқ бәрди.
36Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди;
37улар чалма-кесәк қилип өлтүрүлди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, синақларни бешидин өткүзди, қиличлинип өлтүрүлди; улар қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намратлиқта яшиди, қийин-қистаққа учриди, хорланди
38(улар бу дунияға зайә кәткән еди), чөлләрдә, тағларда, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә сәргәрдан болуп жүрди.
39Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң Өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ.
40Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду.