1Араңларда қериндашлиқ меһир-муһәббәт тохтимисун.
2Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унтумаңлар. Чүнки бәзиләр шу йол билән билмәстин пәриштиләрни меһман қилған.
3Зинданға ташланғанларни улар билән биллә зинданда зәнҗирләнгәндәк яд етиңлар. Хорланғанларни өзүңларму тәндә туруватқан бәндә сүпитидә яд етип туруңлар.
4Һәммә адәм никаһқа һөрмәт қилсун, әр-хотунларниң ятидиған йери дағсиз болсун; чүнки Худа бузуқчилиқ қилғучилар вә зина қилғучилардин һесап алиду.
5Меңиш-турушуңлар пулпәрәсликтин халий болсун, бариға қанаәт қилиңлар. Чүнки Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
6Шуңа, жүрәклик билән ейталаймизки, «Пәрвәрдигар мениң Ярдәмчимдур, һеч қорқмаймән, Кишиләр мени немә қилалисун?»
7Силәргә Худаниң сөз-каламини йәткүзгән, силәрниң йетәкчилириңларни есиңларда тутуңлар. Уларниң меңиш-турушиниң мевә-нәтиҗисигә көңүл қоюп қарап, уларниң етиқатини үлгә қилиңлар: —
8Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәтгичә өзгәрмәйду!
9Шуниң үчүн, һәр хил ғәйрий тәлимләр билән езиқтурулуп кәтмәңлар; чүнки инсанниң қәлби қурбанлиққа хас йемәкликләр билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән қувәтләндүрүлгини әвзәл. Чүнки бундақ йемәкликләргә берилип келиватқанлар улардин һеч қандақ пайда көргән әмәс.
10Бизләрниң шундақ бир қурбангаһимиз барки, ибадәт чедирида хизмәттә болғанларниң униңдин йейиш һоқуқи йоқтур.
11Чүнки гуна тиләш сүпитидә союлған, қени баш каһин тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кирилгән қурбанлиқ һайванларниң тени болса қараргаһниң сиртиға елип чиқилип көйдүрүләтти.
12Шуңа Әйсаму Өз қени билән хәлиқни паклап Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
13Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, Униңға қаритилған һақарәткә ортақ бәрдашлиқ берәйли.
14Чүнки йәр йүзидә мәңгү мәвҗут туридиған шәһиримиз йоқ, бәлки кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
15Шуңа, Мәсиһ арқилиқ Худаға қурбанлиқ сүпитидә мәдһийилиримизни тохтавсиз атайли, йәни өз ләвлиримизниң мевиси сүпитидә Униң намини етирап қилайли.
16Әнди хәйр-сахавәт қилишни вә бариңлардин ортақ тәқсимләшни унтумаңлар. Чүнки Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду.
17Йетәкчилириңларға итаәт қилип, уларға бойсунуңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап беридиғанлар болуп, һемишә җениңлардин хәвәр елишқа ойғақ туриду. Уларниң бу иши қайғу-әләм билән әмәс (чүнки ундақ болса силәргә һеч пайда йәткүзүлмәйду) бәлки хошал-хурамлиқ билән елип берилсун.
18Биз үчүн дуа қилип туруңлар; чүнки виҗданимизниң пак екәнлигигә, һәр бир ишларда тоғра йолда меңишни халайдиғанлиғимизға қайил қилиндуқ.
19Йениңларға патрақ қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
20Әнди мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи, хатирҗәмликниң Егиси болған Худа
21Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбидиләбәдгичә шан-шәрәп болғай! Амин!
22Силәрдин өтүнимәнки, и қериндашлирим, бу несиһәт сөзүмгә еғир көрмәй қулақ салғайсиләр; силәргә мушунчиликла сөзләрни яздим, халас.
23Қериндишимиз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, мән силәрни йоқлап барғинимда у мән билән биллә бариду.
24Барлиқ йетәкчилириңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр. Италийәдин кәлгәнләр силәргә салам йоллиди.
25Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай! Амин!