1Бу сәвәптин, аллиқандақ йол билән һәқиқий йолдин тейилип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәтләргә техиму етивар қилишимиз лазим.
2Чүнки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-каламниң турақлиқ екәнлиги испатланған һәмдә униңға һәр бир бойсунмаслиқ вә итаәтсизлик қилиш тегишлик җазаға тартилидиған йәрдә,
3шунчә улуқ қутқузуш-ниҗатқа етивар бәрмисәк, биз қандақму җазадин қечип қутулалаймиз?! Чүнки бу ниҗатниң хәвири дәсләптә Рәб арқилиқ уқтурулған, һәм униң һәқлиғини беваситә аңлиғанларму бизгә тәстиқлиған;
4униң үстигә Худа бешарәтлик аламәтләр, карамәтләр вә һәр хил қудрәтлик мөҗизиләр арқилиқ, шундақла Өз ирадиси бойичә Муқәддәс Роһниң ата қилған илтипатлири билән тәң буниңға гувалиқ бәргән.
5Биз дәватқан кәлгүси дунияни Худа пәриштиләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ;
6бәлки бу һәқтә муқәддәс язмиларниң бир йеридә бирәйлән мундақ гувалиқ бәргәндур: — «И Худа, инсан дегән немиди, Сән уни сеғинидикәнсән? Адәм балиси немиди, Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән?
7Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән, Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип кийдүрдүңсән; Уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң;
8Сән барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән». Әнди «барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән» дегини, һеч қандақ нәрсә униңға бойсунмаслиққа қалдурулмиған, дегәнликтур. Бирақ, һазирчә мәвҗудатларниң һәммисиниңла униңға бойсунғанлиғини техи көрмәйватимиз.
9Лекин биз үчүн пәриштиләрдин «азғинә вақит төвән қилинған», өлүм азаплирини тартқанлиғи үчүн һазир шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйсани көргүчи болдуқ; чүнки У Худаниң меһри-шәпқити билән һәммәйлән үчүн өлүмниң тәмини тетиди.
10Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди.
11Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду.
12Худди У Худаға (муқәддәс язмиларда йезилғандәк): «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени нахшиларда күйләймән» дегән.
13У йәнә: «Мән саңа тайинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрсәндләр билән биллә» дегән.
14Пәрсәндләр болса әт билән қандин тәнлик болғачқа, Оғулму шу пәрсәндләрниңкигә охшашла әт вә қандин тәнлик болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип,
15өмүр бойи өлүм қорқунучидин қуллуққа тутулғанларниң һәммисини азатлиққа чиқириш үчүн еди.
16Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду;
17Шуниң үчүн, У Худаға аит ишларда рәһимдил вә садиқ баш каһин болуши үчүн, хәлиқниң гуналириниң кәчүрүм қурбанлиғини берәлиши үчүн, У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш қилиниши керәк еди.
18Чүнки Өзи синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап-оқубәт чәккән болғачқа, У синақларға дуч кәлгәнләргиму ярдәм берәләйду.