1Һәр қетимлиқ баш каһин инсанлар арисидин таллинип, хәлиққә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа, йәни хәлиқниң атиған һәдийәлирини вә гуналар үчүн қилған қурбанлиқлирини Худаға сунушқа тайинлиниду.
2Униң һәртәрәпләп аҗизлиқлири болғачқа, билимсизләр вә йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду.
3Шу аҗизлиғи үчүн у хәлиқниң гуналири һесавиға қурбанлиқ сунғандәк, өз гуналири үчүнму қурбанлиқ сунушқа тоғра келиду.
4Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду.
5Худди шуниңдәк Мәсиһму баш каһин мәртивисигә Өзини улуқлап өзлүгидин еришкән әмәс, бәлки Уни улуғлиғучи Худа Өзи еди; У Униңға: — «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» дегән.
6У муқәддәс язмиларниң йәнә бир йеридә Униңға: — «Сән әбәдил-әбәтгичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дегән.
7Мәсиһ йәр йүзидики күнләрдә, Өзини өлүмдин қутқузувелишқа қадир Болғучиға қаттиқ нидалар вә көз яшлири билән дуа-тилавәтләр вә жилинишларни көтәрди. Униң ихласмәнлигидин дуалири иҗабәт қилинди.
8Гәрчә У Худаниң Оғли болсиму, азап чекишлири арқилиқ итаәтмән болушни үгәнди.
9У мана мушундақ мукәммәл қилинған болғачқа, барлиқ Өзигә итаәт қилғучиларға мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп,
10Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди.
11Бу иш тоғрилиқ ейтидиған нурғун сөзлиримиз бар, лекин қулақлириңлар паң болуп кәткәчкә, буларни силәргә ениқ чүшәндүрүш тәс.
12Чүнки силәр аллибурун тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болған чағдиму, әмәлийәттә силәр йәнила Худаниң сөз-каламиниң асасий һәқиқәтлириниң немә екәнлигини башқиларниң яңливаштин үгитишигә муһтаҗсиләр; силәргә йирик йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәктур.
13Чүнки пәқәт сүт биләнла озуқлинидиғанларниң бовақтин пәрқи йоқтур, улар һәққанийәт каламиға пишшиқ болмиған ғоридур, халас.
14Бирақ йемәклик болса йетилгәнләр, йәни өз аң-зеһинлирини яхши-яманни пәриқ етишкә йетилдургәнләр үчүндур.