Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 9

Зәбур 9:6-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң; Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
7И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди! Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң, Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
8Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип һөкүм сүриду; У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
9Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур; Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
10Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ, Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.
11Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду; Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
12Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар! Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
13Чүнки төкүлгән қанниң сориғини қилғучи удур, У дәл шундақ кишиләрни әсләйду, Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
14Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар, Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки, Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
15Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп, Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән; Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
16Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти, Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.
17Пәрвәрдигар чиқарған һөкүми билән тонулар; Рәзил адәмләр өз қолида ясиғини билән илинип қалди. Хиггаон — Селаһ.
18Рәзилләр, Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр, Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду.
19Чүнки намратлар мәңгүгә әстин чиқирилмайду; Мөминләрниң үмүти мәңгү өчмәй, туривериду.
20И Пәрвәрдигар, орнуңдин турғин; Адәм балилириниң ғәлибә қилишиға йол қоймиғин; Һозуруң алдида барлиқ әлләр сотлансун.

Read Зәбур 9Зәбур 9
Compare Зәбур 9:6-20Зәбур 9:6-20