1Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар!
2Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!
3Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.