Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 88

Зәбур 88:3-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Чүнки мән: Өзгәрмәс муһәббәт мәңгүгә тиклинип маңиду, Сән һәқиқәт-садақитиңни әршиәлада мустәһкәмләватисән — дәп билдим;
4Сән дедиңки: — «Мән талливалғиним билән әһдә түзгәнмән; Қулум Давутқа қәсәм қилдим: —
5Сениң әвладиңни мәңгү давам қилдуримән, Тәхтиңни әвлаттин-әвлатқа қуруп чиқимән». Селаһ.
6Һәм асманларму Сениң мөҗизилириңни тәбрикләйду, и Пәрвәрдигар, Муқәддәсләрниң җамаитидә улар һәқиқәт-садақитиңни мәдһийиләйду;  
7Чүнки асманларда Пәрвәрдигарниң тәңдиши барму? Қудрәт Егисиниң оғуллири арисида Пәрвәрдигарға охшайдиған ким бар?
8Тәңриниң һәйвиси муқәддәсләрниң мәҗлисидикиләрни қаттиқ титритиду, Униң әтрапидикиләрниң һәммиси үчүн У қорқунучлуқтур.
9И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Қудрәтлик Яһ, Саңа охшайдиған ким бар? Әтрапиңда һәқиқәт-садақитиң туруқлуқтур.
10Деңизниң мәғрурлуғи үстидин һөкүм сүрисән, Долқунлири өркәшлигәндә, сән уларни тиничландурисән;
11Раһабни өлгидәк янҗидиңсән, Күчлүк билигиң билән дүшмәнлириңни тирипирән қилип тарқитивәттиң.
12Асманлар сениңки, йәрму Сениңкидур, Җаһан һәм униңға толған һәммини бәрпа қилдиң.
13Шимал вә җәнупни, уларни яратқансән, Табор вә Һәрмон чоққилири намиңни яңритип күйләр.
14Қудрәтлик биләк сениңкидур; Күчлүктур Сениң қолуң, оң қолуң һәм көтириклүктур.
15Тәхтиңниң ули һәққанийлиқ һәм адаләттур, Муһәббәт һәм һәқиқәт-садақәт дайим дидариң алдида маңиду.
16Тәнтәнә садасини билгән хәлиқ бәхитликтур; Улар Сениң җамалиңниң нурида маңиду, и Пәрвәрдигар!
17Улар намиңда күн бойи шат болар, Һәққанийлиғиңда улар көтирилди.
18Чүнки уларниң күчиниң шан-шәриви өзүңдурсән, Сениң илтипатиң билән мүңгүзимиз көтирилиду.

Read Зәбур 88Зәбур 88
Compare Зәбур 88:3-18Зәбур 88:3-18