Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 86

Зәбур 86:2-7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду, Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
3Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири! Селаһ.
4«Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән; Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә; Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.
5Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: — «Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған, Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: — «Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду. Селаһ.
7Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: — «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»

Read Зәбур 86Зәбур 86
Compare Зәбур 86:2-7Зәбур 86:2-7