13Сән деңиз сүйини күчүң билән бөлдуң, Сулардики әҗдиһаларниң башлирини ярдиң.
14Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип, Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң.
15Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң.
16Күн Сениң, түнму Сениңкидур; Ай билән қуяшни орунлаштурдуң.
17Йәр йүзиниң чегаралирини бәлгүлидиң; Яз билән қишни — Сән шәкилләндүрдүң.
18Шуни есиңдә тутқайсән, и Пәрвәрдигар: — Бир дүшмән Сени мәсқирә қилди, Һамақәт бир хәлиқ намиңни һақарәтлиди.
19Пахтикиңни житқуч һайванларға тутуп бәрмигәйсән; Езилгән мөминлириңниң һаятини мәңгү унтумиғайсән.
20Өз әһдәңгә қариғайсән, Чүнки зиминдики қараңғу булуң-пучқақлар зорлуқ-зумбулуқниң туралғулири билән толди.
21Езилгүчиләрни номус билән яндурмиғайсән; Езилгәнләр, йоқсуллар намиңни мәдһийилигәй.
22Орнуңдин турғин, и Худа, Өз дәвайиңни сориғайсән; Һамақәт кишиниң Өзүңни күн бойи мәсқирә қиливатқинини есиңдә тутқайсән.
23Дүшмәнлириңниң чуқанлирини унтумиғайсән; Саңа қарши қозғалғанларниң давраңлири тохтимай көтирилмәктә.