Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 63

Зәбур 63:1-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән! Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!
3Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин, Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.
4Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди; Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн, Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди. Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.
6Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп, Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип, «Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
7Улар қәбиһликкә интилип: — «Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду; Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур!
8Лекин Худа уларға оқ атиду; Улар туюқсиз зәхимлиниду.

Read Зәбур 63Зәбур 63
Compare Зәбур 63:1-8Зәбур 63:1-8