3Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.
4Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
5Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. Селаһ.
6И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
7Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән.