Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 45

Зәбур 45:5-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Худаниң шәһирини — Йәни Һәммидин Алий Болғучи маканлашқан муқәддәс җайни, Хурсән қилидиған еқинлири шахлиған бир дәрия бардур.
6Худа униң оттурисидидур; У йәр һәргиз тәвримәйду; Худа таң етиш биләнла униңға ярдәмгә келиду.
7Барлиқ әлләр қайнап, падишаһлиқлар титрәп кәтти; У авазини қоювәткән һаман, Йәр ерип кетиду.
8Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә; Яқупниң Худаси егиз қорғинимиздур! Селаһ!
9Келиңлар, Пәрвәрдигарниң қилғанлирини көрүңлар! У йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар!
10У, җаһанниң у четигичә болған урушларни тохтитиду; У оқяларни сундуриду, Нәйзиләрни оштуветиду, Җәң һарвулирини отта көйдүриветиду.
11У: «Тохташ, мениң Худа екәнлигимни билип қоюш! Мән пүткүл әлләр арисида улуқлинимән; Мән йәр йүзидә “бүйүк” дәп қарилимән» — дәйду.

Read Зәбур 45Зәбур 45
Compare Зәбур 45:5-11Зәбур 45:5-11