3Пәрвәрдигар уни қоғдап, уни аман сақлайду; У зиминда туруп бәхитияр яшайду; Сән уни дүшмәнлириниң ихтияриға чүшүрмәйсән!
4Орун тутуп зәиплишип ятқинида, Пәрвәрдигар униңға дәрман болиду; Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән.
5Мән илтиҗа қилип: — «И Пәрвәрдигар, маңа меһриванлиқ көрсәткәйсән, Җенимға шипалиқ бәргәйсән; Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — дедим.
6Дүшмәнлирим мән тоғрилиқ: — «У қачанму өлүп, нами-нәсли қуруп кетәр?» — дәп маңа яманлиқ тиләйду.
7Бириси мени көргили кәлгән болса, У алдамчи сөзләрни қилиду; Улар кәйнимдин көңлидә шумлуқ топлап, Андин сиртларға чиқип шу ишларни тарқитип по атиду;
8Маңа өч болғанларниң һәммиси маңа қарита өз ара кусурлишиду, Улар маңа зиянкәшлик қәстидә болиду.
9Улар: «Униң бешиға җин-шәйтандин бир кесәл чаплашти; Әнди у орун тутуп йетип қалди; У қайтидин туралмайду» — дейишиду.
10Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум, Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти.
11Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән; Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа, Мени турғузғайсән;
12Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин, Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.
13Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән; Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.