1Әлләр немишкә чуқан салиду? Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
2Дуниядики падишаһлар сәпкә тизилип, Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: —
3«Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.
4Асманда олтарғучи күлиду, Рәб уларни мазақ қилиду;
5Һәм аччиғида уларға сөзләп, Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
6«Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда, Өзүм мәсиһ қилған падишаһни тиклидим».
7«Мән әрштики пәрманни җакалаймәнки, Пәрвәрдигар маңа: — «Сән Мениң оғлум; Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;