Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 18

Зәбур 18:3-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; Кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду.
4Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта.
5Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта; Уларниң сөзлири аләмниң четигичә йәтмәктә. Уларниң ичидә Худа қуяш үчүн чедир тиккән,  
6Қуяш һуҗрисидин тойға чиққан жигиттәк чиқиду, Бәйгигә чүшидиған палвандәк шатлиниду;
7Асманларниң бир четидин өрләйду, Җаһанниң у четигичә чөргиләйду, Униң һараритидин һеч қандақ мәхлуқат йошуруналмайду.
8Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур, У инсан вуҗудини йеңилайду; Пәрвәрдигар бәргән һөкүм-гувалар муқим-ишәшлик , У наданларни дана қилиду.  
9Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири дурус, У қәлбни шатландуриду; Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур, У көзләрни нурландуриду.
10Пәрвәрдигардин әйминиш пак иштур, у мәңгү давамлишиду; Пәрвәрдигарниң һөкүмлири һәқтур, Һәр бири тамамән һәққанийәттур.
11Улар алтундин, бәрһәқ көп сап алтундин қиммәтликтур; Һәсәлдин, һәсәл җәвһиридин шериндур;
12Улар билән қулуң ойғитилиду; Инсан уларға риайә қилишта чиң турса чоң мукапат бардур.
13Ким өз хаталиқлирини билип йетәлисун? Мени билип-билмәй қилған гуналиримдин сақит қилғайсән;
14Өз қул-чакариңни башбаштақ гуналардин тартқайсән; Бу гуналарни маңа ғоҗайин қилдурмиғайсән; Шуниң билән мән қусурсиз болимән, Еғир гунадин халий болғаймән.
15И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим, Ағзимдики сөзләр, қәлбимдики ойлинишлар нәзириңдә мәқбул болғай!

Read Зәбур 18Зәбур 18
Compare Зәбур 18:3-15Зәбур 18:3-15