6Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә, Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; Чүнки бу сөзләр шериндур.
7Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;
8Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим; Саңа тайинимән; Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
9Уларниң маңа салған қилтиғидин, Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
10Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун, Мән болсам — өтүп кетимән.