Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 139

Зәбур 139:2-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта; Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.
3Тилини иланниңкидәк иштик қилиду; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; Селаһ.
4Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар; Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.
5Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди; Йол бойида тор яйди, Мән үчүн қапқанларни салди; Селаһ.
6Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим; Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;
7Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур; Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.
8Рәзил адәмниң үмүтини иҗабәт қилмиғайсән, и Пәрвәрдигар; Уларниң һейлилирини аққузмиғайсән; Болмиса өзлирини чоң тутувалиду. Селаһ.
9Мени қоршивалғанларниң болса, Ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун;
10Үстигә чоғлар яғдурулсун; Улар отқа, Қайтидин чиқалмиғидәк һаңларға ташливетилсун;

Read Зәбур 139Зәбур 139
Compare Зәбур 139:2-10Зәбур 139:2-10