2Пәрвәрдигарға нахша ейтиңлар, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, Ниҗатлиғини һәр күни елан қилиңлар!
3Униң шан-шөһритини әлләр арисида, Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар!
4Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур! У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
5Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
6Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
7Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!
8Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр; Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!