11Мүңгүзүмни явайи буқиниңкидәк көтирисән; Бешим йеңи май сүркәп, мәсиһ қилиниду.
12Мени қәст қилғанларниң мәғлубийитини өз көзум көриду; Маңа қаршилишишқа қозғалған рәзиллик қилғучиларниң тән бәргәнлигиниму қулиқим аңлайду.
13Һәққаний адәм хорма дәриғи кәби гүлләп-яшнайду; У Ливандики кедр дәриғидәк өсиду.
14Пәрвәрдигарниң өйигә тикилгәнләр, Худайимизниң һойлилирида гүллиниду;
15Улар қериғандиму йәнә мевә бериду, Сулуқ һәм йешил улар;
16Шуниң билән улар Пәрвәрдигар дурустур, дәп испатлайду; У мениң қорам тешимдур, Униңда һеч наһәқлик йоқтур!