Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 90

Зәбур 90:3-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Бәрһәқ, У қилтақчиниң тозиқидин сени қутулдуриду, Шум ваба-қазадин һәм халас етиду.
4У пәйлири билән сени япиду; Қанатлири астида панаһ таписән; Униң һәқиқити саңа қалқан һәм истиһкамдур.
5Сән нә кечидики вәһимидин, Нә күндүзи учуватқан оқтин,
6Нә қараңғулуқта кәзгүчи вабадин, Нә чүш вақтида вәйранчилиқ қилғучи һалакәттин қорқмайсән.
7Сениң йениңда миңи жиқилип, Оң йеқиңда он миңи ғулап чүшсиму, Лекин бала-қаза саңа йеқинлашмайду.
8Сән пәқәт көзлириң билән беқип, Пасиқларға берилгән җазани көрисән.
9Пәрвәрдигарни панаһим дәп билгиниң үчүн, Һәммидин Алий Болғучини макан қилғиниң үчүн,
10Бешиңға һеч палакәт чүшмәйду, Һеч ваба чедириңға йеқинлашмайду.

Read Зәбур 90Зәбур 90
Compare Зәбур 90:3-10Зәбур 90:3-10