1Асаф язған күй: — Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду;
2— Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр, Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр? Селаһ.
3Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар, Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;
4Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар, Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!
5Улар буларни билмәй вә чүшәнмәй зулмәттә кезип жүрмәктә, Шуңа йәрниң һуллири тәврәнмәктә.