9Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10Таршишниң вә аралларниң падишаһлири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишаһлириму соғатлар суниду.
11Дәрвәқә, барлиқ падишаһлар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15Падишаһ яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;