1Сулайман үчүн: — И Худа, падишаһқа һөкүмлириңни тапшурғайсән; Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.
2Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
3Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4Падишаһ хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду.
5Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.
6У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.