2Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!
3Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
4Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! Селаһ!
5Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
6У деңизни қуруқлуққа айландурди; Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ.