7Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
8Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән.
9Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
10Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!»
11Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
12И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму? Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
13Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән, Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
14Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз; Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!