3Худаға, йәни Һәммидин Алий Болғучиға, Өзүм үчүн һәммини орунлайдиған Тәңригә нида қилимән;
4У әрштин ярдәм әвәтип мени қутқузиду; Маңа қарап нәпси йоғинап, мени қоғлаватқанларни У рәсва қилиду; Селаһ; Худа Өз меһри-шәпқити вә һәқиқитини әвәтиду!
5Җеним ширлар арисида қалди; Мән нәпәси ялқун кәби болғанлар арисида ятимән! Адәм балилири — Уларниң чишлири нәйзә-оқлардур, Уларниң тили — өткүр қиличтур!
6И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!