16Қан төкүш гунайидин мени қутулдурғайсән, И Худа, маңа ниҗатлиқ бәргүчи Худа, Шуниң билән тилим һәққанийлиғиңни яңритип күйләйду.
17И Рәббим, ләвлиримни ачқайсән, Ағзим мәдһийилириңни баян қилиду.
18Чүнки Сән қурбанлиқни хуш көрмәйсән; Болмиса сунар едим; Көйдүрмә қурбанлиқлардинму хурсәнлик тапмайсән.
19Худа қобул қилидиған қурбанлиқлар сунуқ бир роһтур; Сунуқ вә езилгән қәлбни Сән кәмситмәйсән, и Худа;