Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 38

Зәбур 38:5-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5И Пәрвәрдигар, өз әҗилимни, Күнлиримниң қанчилик екәнлигини маңа аян қилғин; Аҗиз инсан балиси екәнлигимни маңа билдүргин.
6Мана, Сән күнлиримни пәқәт нәччә ғеричла қилдиң, Сениң алдиңда өмрүм йоқ һесавидидур. Бәрһәқ, барлиқ инсанлар тик турсиму, пәқәт бир тиниқла, халас. Селаһ.
7Бәрһәқ, һәр бир инсанниң һаяти худди бир көләңгидур, Уларниң алдирап-салдирашлири биһудә аваричиликтур; Улар байлиқларни топлайду, лекин кейин бу байлиқларни кимниң қолиға җуғлинидиғанлиғини билмәйду.
8И Рәб, әнди мән немини күтимән? Мениң үмүтүм саңила бағлиқтур.

Read Зәбур 38Зәбур 38
Compare Зәбур 38:5-8Зәбур 38:5-8