7|ד| Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт; Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин, Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә.
8|ה| Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт, Өзүңни көйдүрмә; У пәқәт сени яманлиққа елип бариду.
9Чүнки яманлиқ қилғучилар зиминдин үзүп ташлиниду; Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса, Зиминға егидарчилиқ қилиду.
10|ו|: Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду; Униң маканиға сәпселип қарисаң, у йоқ болиду.
11Бирақ мулайим-мөминләр зиминға мираслиқ қилиду, Вә чәксиз арамбәхшликтин һозурлиниду.