Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 31

Зәбур 31:6-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Шуңа Сени тапалайдиған пәйттә, Һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун! Чоң топанлар өрләп, тешип кәткәндә, Сулар шу кишигә һәргиз йеқинлашмайду.
7Сән мениң далда җайимдурсән; Сән мени зулумдин сақлайсән; Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән! Селаһ.
8— «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән; Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
9Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма; Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса, Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
10Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур, Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар; Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!

Read Зәбур 31Зәбур 31
Compare Зәбур 31:6-11Зәбур 31:6-11