Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 30

Зәбур 30:3-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән; Маңа қорам таш, Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
4Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән; Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
5Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән; Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
6Мән роһумни қолуңға тапшурдум; Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри.
7Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим; Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
8Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән; Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән; Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
9Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң, Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.
10И Пәрвәрдигар, маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки бешимға күлпәт чүшти; Дәрд-әләмдин көзүм түгүшәй дәп қалди, Җеним, вуҗудумму шундақ.
11Һаятим қайғу-һәсрәт билән, Жиллирим ғәм-ғуссә билән управатиду. Гунайим түпәйлидин мағдурум кетәй дәп қалди, Устиханлирим сизип кәтти.

Read Зәбур 30Зәбур 30
Compare Зәбур 30:3-11Зәбур 30:3-11