1Давут язған күй. Пәрвәрдигар, җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
2Саңа тайинимән, и Худайим; Мени йәргә қаритип хиҗаләттә қалдурмиғайсән; Вә яки дүшмәнлиримни үстүмдин ғалип қилип шатландурмиғайсән;
3Бәрһәқ, Сени күткүчиләрдин һеч қайсиси шәрмәндә болмас; Бирақ һеч бир сәвәпсиз хаинлиқ қилғучилар шәрмәндә болиду.
4Мени Сениң излириңни билидиған қилғайсән, и Пәрвәрдигар; Йоллириңни маңа үгитип қойғайсән.
5Мени һәқиқитиңдә маңдуруп, маңа үгәткәйсән; Чүнки өзүң мениң ниҗатлиғим болған Худайимдурсән; Мән күн бойи Саңа қарап тәлмүримән;
6Өз рәһимдиллиқлириңни, өзгәрмәс меһирлириңни ядиңға кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар! Чүнки улар әзәлдин тартип бар болуп кәлгәндур;