Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 139

Зәбур 139:1-7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Рәзил адәмдин, и Пәрвәрдигар, мени азат қилғайсән; Зораван кишидин мени сақлиғайсән.
2Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта; Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.
3Тилини иланниңкидәк иштик қилиду; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; Селаһ.
4Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар; Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.
5Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди; Йол бойида тор яйди, Мән үчүн қапқанларни салди; Селаһ.
6Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим; Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;
7Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур; Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.

Read Зәбур 139Зәбур 139
Compare Зәбур 139:1-7Зәбур 139:1-7