1Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт биһудиликтур; Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
2Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?
3Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса, Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән, Мән униңға қайтурушқа тегишликму?
4Левиатанниң әзалири, Униң зор күчи, Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ, Мән сүкүт қилип туралмаймән.
5Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун? Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?
6Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун? Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
7Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,
8Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
9Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур; Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
10Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду, Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
11Униң ағзидин отлар чиқип туриду; От учқунлири сәкрәп чиқиду.
12Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк, Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
13Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду, Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
14Бойнида зор күч ятиду, Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
15Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду; Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
16Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду, Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
17У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду; Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.
18Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ; Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
19У төмүрни самандәк, Мисни пор яғачтәк чағлайду.
20Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду; Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
21Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду; У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.
22Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур; У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.
23У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду; У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
24У маңса маңған йоли пақирайду; Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни апақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
25Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур, У һеч қорқмас яритилған.
26У бүйүкләрниң һәрқандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду; У барлиқ мәғрур һайванларниң падишаһидур».