Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аюп җавапән мундақ деди: —
2Силәр бәрһәқ әл-әһлисиләр! Өлсәңлар һекмәтму силәр билән биллә кетиду!
3Мениңму силәрдәк өз әқлим бар, Әқилдә силәрдин қалмаймән; Бунчилик ишларни ким билмәйду?!
4Мән өз достлиримға мазақ объекти болдум; Мәндәк Тәңригә илтиҗа қилип, дуаси иҗабәт болған киши, Һәққаний, дурус бир адәм мазақ қилинди!
5Раһәттә олтарған кишиләр көңлидә һәр қандақ күлпәтни нәзиригә алмайду; Улар: «Күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду.
6Қарақчиларниң чедирлири аватлишиду; Тәңригә һақарәт кәлтүридиғанлар аман туриду; Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду.  
7Әнди һайванлардинму сорап бақ, Улар саңа үгитиду, Асмандики учар-қанатларму саңа дәйду;
8Вә яки йәр-зиминға гәп қилсаңчу, Уму саңа үгитиду; Деңиздики белиқлар саңа сөз қилиду.
9Буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қоли қилғанлиғини ким билмәйду?
10Барлиқ җан егилири, барлиқ әт егилири, Җүмлидин барлиқ инсанниң нәпәси униң қолидидур.
11Еғизда таамни тетиғандәк, Қулақму сөзиниң тоғрилиғини синап бақиду әмәсму?
12Яшанғанларда даналиқ раст тепиламду? Күнлириниң көп болуши билән йорутулуш келәмду?
13Униңдила даналиқ һәм қудрәт бар; Униңдила йолйоруқ һәм йорутуш бардур.
14Мана, У харап қилса, һеч ким қайтидин қуруп чиқалмайду; У қамап қойған адәмни һеч ким қоюветәлмәйду.
15Мана, У суларни тохтитивалса, сулар қуруп кетиду, У уларни қоюп бәрсә, улар йәр-зиминни бесип вәйран қилиду.
16Униңда күч-қудрәт, чин һекмәтму бар; Алдиғучи, алданғучиму униңға тәвәдур.
17У мәслиһәтчиләрни ялаңач қилдуруп, ялап елип кетиду, Сорақчиларни рәсва қилиду.
18У падишаһлар әл-әһлигә салған кишәнләрни йешиду, Андин шу падишаһларни ялаңачлап, чатрақлирини лата биләнла қалдуруп шәрмәндә қилиду.

19У каһинларни ялиңаяғ маңдуруп елип кетиду; У күч-һоқуқдарларни ағдуриду.
20У ишәшлик қаралған затларниң ағзини етиду; Ақсақалларниң әқлини елип кетиду.
21У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип уларни күчсиз қилиду.  
22У қараңғулуқтики чоңқур сирларни ашкарилайду; У өлүмниң сайисини йорутиду.
23У әл-жутларни улуқлаштуриду һәм андин уларни гумран қилиду; Әл-жутларни кеңәйтиду, уларни тарқитиду.
24У зиминдики әл-җамаәтниң каттивашлириниң әқлини елип кетиду; Уларни йолсиз дәшт-баяванда сәрсан қилип аздуриду.
25Улар нурсизландурулуп қараңғулуқта йолни силаштуриду, У уларни мәс болуп қалған кишидәк галди-гулдуң маңдуриду.