1Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
2«Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди, Тәңри мәндин хәвәр алған күнләрдикидәк болсиди!
3У чағда Униң чириғи бешимға нур чачқан, Униң йоруқлуғи билән қараңғулуқтин өтүп кәткән болаттим!
4Бу ишлар мән қиран вақтимда, Йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш дост болған вақитта болған еди!
5Һәммигә Қадир мән билән биллә болған, Мениң яш балилирим әтрапимда болған;
6Мениң басқан қәдәмлирим сериқ майға чөмүлгән; Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан;
7Шәһәр дәрвазисиға чиққан вақтимда, Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда,
8Яшлар мени көрүпла әйминип өзлирини чәткә алатти, Қерилар болса орнидин туратти,
9Шаһзадиләрму гәптин тохтап, Қоли билән ағзини етивалатти.
10Ақсүйәкләрму тиничлинип, Тилини таңлийиға чапливалатти.
11Қулақ сөзүмни аңлисила, маңа бәхит тиләйтти, Көз мени көрсила маңа яхши гувалиқ берәтти.
12Чүнки мән маңа һимайә бол дәп йелинған езилгүчиләрни, Панаһсиз қалған житим-йесирларниму қутқузуп тураттим.
13Һалак болай дегән киши маңа бәхит тиләйтти; Мән тул хотунниң көңлини шатландуруп нахша яңратқузаттим.
14Мән һәққанийлиқни тон қилип кийивалдим, У мени өз гәвдиси қилди. Адаләтлигим маңа йепинча һәм сәллә болған.
15Мән корға көз болаттим, Токурға пут болаттим.
16Йоқсулларға ата болаттим, Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим.
17Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, Олҗисини чишлиридин елип кетәттим.
18Һәм: «Мениң күнлирим қумдәк көп болуп, Өз угамда раһәт ичидә өлимән» дәйттим;
19Һәм: «Йилтизим суларғичә тартилип бариду, Шәбнәм пүтүн кечичә шехимға чаплишип ятиду;
20Шөһритим һәрдайим мәндә йеңилинип туриду, Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим.
21Адәмләр маңа қулақ салатти, күтүп туратти; Несиһәтлирини аңлай дәп сүкүт ичидә туратти.
22Мән гәп қилғандин кейин улар қайта гәп қилмайтти, Сөзлирим уларниң үстигә шәбнәм болуп чүшәтти.
23Улар ямғурларни күткәндәк мени күтәтти, Кишиләр вақтида яққан «кейинки ямғур»ни қарши алғандәк сөзлиримни ағзини ечип ичәтти!
24Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, Йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти.
25Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим, Уларниң арисида каттиваш болуп олтираттим, Қошунлири арисида турған падишаһдәк яшайттим, Бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим».