1Елиху йәнә җавапән мундақ деди: —
2«И данишмәнләр, сөзлиримни аңлаңлар, И тәҗрибә-савақлиқ адәмләр, маңа қулақ селиңлар.
3Еғиз таам тетип баққандәк, Қулақ сөзниң тәмини синап бақиду.
4Өзимиз үчүн неминиң тоғра болидиғанлиғини байқап таллайли; Аримизда неминиң яхши болидиғанлиғини биләйли!
5Чүнки Аюп: «Мән һәққанийдурмән», Вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду.
6Йәнә у: «Һәққимгә зиян йәткүзидиған, ялған гәпни қилишим тоғриму? Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду,
7Қени, Аюпқа охшайдиған ким бар?! Униңға нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур.
8У қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп жүриду, У рәзилләр билән биллә маңиду.
9Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә, Бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди.
10Шуңа, и данишмәнләр, маңа қулақ селиңлар; Рәзиллик Тәңридин жирақта турсун! Яманлиқ Һәммигә Қадирдин нери болсун!
11Чүнки У адәмниң қилғанлирини өзигә қайтуриду, Һәр бир адәмгә өз йоли бойичә тегишлик несивә тапқузиду.
12Дәрһәқиқәт, Тәңри һеч әскилик қилмайду, Һәммигә Қадир һөкүмни һәргиз бурмилимайду.
13Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған? Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?
14У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила, Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,
15Шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду, Адәмләр топа-чаңға қайтиду.
16Сән данишмән болсаң, буни аңла! Сөзлиримниң садасиға қулақ сал!
17Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду? Сән «Һәммидин Адил Болғучи»ни гунакар бекитәмсән?!
18У болса падишаһни: «Яримас!», Мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур.
19У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду, Нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду; Чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур.
20Көзни жумуп ачқичә улар өтүп кетиду, Түн йеримида хәлиқләрму тәвринип дуниядин кетиду; Адәмниң қолисиз улуқлар елип кетилиду.
21Чүнки Униң нәзәри адәмниң йоллириниң үстидә туриду; У инсанниң бар қәдәмлирини көрүп жүриду.
22Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур, Һәтта өлүмниң сайисидиму улар йошуруналмайду.
23Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа кәлтүрүш үчүн, Уларни узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур.
24У күчлүкләрни тәкшүрүп олтармайла парә-парә қиливетиду, Һәм башқиларни уларниң орниға қойиду;
25Чүнки уларниң қилғанлири униңға ениқ туриду; У уларни кечидә өриветиду, шуниң билән улар янҗилиду.
26У яманларни халайиқ алдида качатлиғандәк уларни уриду,
27Чүнки улар униңға әгишиштин баш тартқан, Униң йоллиридин һеч бирини һеч әтиварлимиған.
28Улар шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини Униң алдиға киргүзиду, Шуниң билән У езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду.
29У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун. Мәйли әлдин, мәйли шәхстин болсун, Әгәр У шәпқитини көрсәтмәй йүзини йошурувалса, ким Уни көрәлисун?
30Униң мәхсити ипласлар һөкүмранлиқ қилмисун, Улар әл-әһлини дамиға чүшүрмисун дегәнликтур.
31Чүнки буниң билән улардин бириси Тәңригә: «Мән тәкәббурлуқ қилғанмән; Мән тоғрини йәнә бурмилимаймән;
32Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән; Мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — десә,
33Сән Униң бекиткинини рәт қилғанлиғиң үчүн, У пәқәт сениң пикриң бойичила инсанниң қилғанлирини Өзигә қайтуруши керәкму. Мән әмәс, сән қарар қилишиң керәктур; Әнди билгәнлириңни баян қилсаңчу!
34Әқли бар адәмләр болса, Гепимни аңлиған дана киши болса: —
35«Аюп саватсиздәк гәп қилди; Униң сөзлиридә әқил-парасәттин әсәр йоқ» — дәйду.
36Аюп рәзил адәмләрдәк җавап бәргәнлигидин, Ахирғичә синалсун!
37Чүнки у өз гунайиниң үстигә йәнә асийлиқни қошиду; У аримизда аһанәт билән чавак челип, Тәңригә қарши сөзләрни көпәйтмәктә».