Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аюп җавапән мундақ деди: —
2«Гәплиримгә қулақ селиңлар, Бу силәрниң маңа бәргән «тәсәллилириңлар»ниң орнида болсун!
3Сөз қилишимға йол қойсаңлар; Сөз қилғинимдин кейин, йәнә мазақ қиливериңлар!
4Мениң шикайитим болса, инсанға қаритиливатамду? Роһум қандақму бетақәт болмисун?
5Маңа убдан қараңларчу? Силәр чоқум һәйран қалисиләр, Қолуңлар билән ағзиңларни етивалисиләр.
6Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән, Пүтүн әтлиримни титрәк басиду.
7Немишкә яманлар яшивериду, Узун өмүр көриду, Һәтта зор күч-һоқуқлуқ болиду?
8Уларниң нәсли өз алдида, Пәрсәндлири көз алдида мәзмут өсиду,
9Уларниң өйлири вәһимидин аман туриду, Тәңриниң тайиғи уларниң үстигә тәгмәйду.
10Уларниң калилири җүпләнсә уруқлимай қалмайду, Иники мозайлайду, Мозийиниму ташлимайду.
11Рәзилләр кичик балилирини қой падисидәк талаға чиқиривериду, Уларниң пәрсәндлири тақлап-сәкрәп уссул ойнап жүриду.
12Улар дап һәм чилтарға тәңкәш қилиду, Улар нәйниң авазидин шатлиниду.
13Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду.
14Һәм улар Тәңригә: «Биздин нери бол, Бизниң йоллириң билән тонушқимиз йоқтур!» — дәйду,
15— «Һәммигә Қадирниң хизмитидә болушниң әрзигидәк нәри барду? Униңға дуа қилсақ бизгә немә пайда болсун?!».
16Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму? Бирақ яманларниң нәсиһити мәндин нери болсун!  
17Яманларниң чириғи қанчә қетим өчиду? Уларни өзлиригә лайиқ күлпәт басамду? Худа ғәзивидин уларға дәрдләрни бөлүп берәмду?
18Улар шамал алдидики еңизға охшаш, Қара қуюн учуруп кетидиған пахалға охшашла йоқамду?

19Тәңри униң қәбиһлигини балилириға чүшүрүшкә қалдурамду? Худа бу җазани униң өзигә бәрсун, униң өзи буни тетисун!
20Өзиниң һалакитини өз көзи билән көрсун; Өзи Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!
21Чүнки униң бекитилгән йил-айлири түгигәндин кейин, У қандақму йәнә өз өйдикилиридин һозур-һалавәт алалисун?
22Тәңри каттиларниң үстидинму һөкүм қилғандин кейин, Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!  
23Бириси сақ-саламәт, пүтүнләй ғәм-әндишсиз, азатиликтә жиллири тошқанда өлиду;
24Беқинлири сүт билән семиз болиду, Устиханлириниң илиги хелә нәм туриду.
25Йәнә бириси болса аччиқ арманда түгәп кетиду; У һеч қандақ раһәт-парағәт көрмигән.
26Улар билән биллә топа-чаңда тәң ятиду, Қурутлар уларға чаплишиду.
27— Мана, силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, Мени қарилаш нийәтлириңларни билимән.
28Чүнки силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән? Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр.
29Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму? Уларниң шу баянлириға көңүл қоймидиңларму?
30Демәк, «Яман адәм палакәт күнидин сақлинип қалиду, Улар ғәзәп күнидин қутулуп қалиду!» — дәйду.
31Ким рәзилниң тутқан йолини йүз туранә әйипләйду? Ким униңға өз қилмиши үчүн тегишлик җазасини йегүзиду?
32Әксичә, у һәйвәт билән йәрлигигә көтирип меңилиду, Униң қәбри күзәт астида туриду.
33Җилғиниң чалмилири униңға татлиқ билиниду; Униң алдидиму сансиз адәмләр кәткәндәк, Униң кәйнидинму барлиқ адәмләр әгишип бариду.
34Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәрниң җаваплириңларда пәқәт сахтилиқла тепилиду!