Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәнә бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болушқа кәлди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.
2Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җавапән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, — деди.
3Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ. Мәйли сән Мени уни бекардин-бекар жутуветишкә дәвәт қилған болсаңму, у йәнила садақәтлигидә чиң туруватиду, — деди.
4Шәйтан Пәрвәрдигарға җавапән: — Һәр адәм өз җенини дәп терисини беришкиму рази болиду, һәтта һәммә немисиниму беришкә тәйярдур;
5Бирақ Сән һазир қолуңни созуп униң сүйәк-әтлиригә тәгсәң, у Сәндин йүз өрүп тиллимиса Шәйтан болмай кетәй! — деди.
6Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, у һазир сениң қолуңда туруватиду! Бирақ униң җениға тәгмә! — деди.
7Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Аюпниң бәдинини тапинидин бешиғичә интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар билән тошқузивәтти.
8Аюп болса бәдинини татилаш-ғирдаш үчүн бир сапал парчисини қолиға елип, күллүккә кирип олтарди.
9Аяли униңға: — Әҗәба сән техичә өз садақәтлигиңдә чиң туруватамсән? Худани қарға, өлүпла түгәш! — деди.
10Лекин Аюп униңға: — Сән һамақәт аяллардәк гәп қиливатисән. Биз Худаниң яхшилиғини қобул қилған екәнмиз, әҗәба униңдин кәлгән күлпәтниму қобул қилишимиз керәк әмәсму? — деди. Ишларда Аюп еғизда һеч қандақ гуна өткүзмиди.
11Аюпниң достлиридин үчәйлән униңға чүшкән күлпәттин хәвәрдар болди. Улар, йәни Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар дегән кишиләр болуп, өз жутлиридин чиқип, Аюпқа һесдашлиқ билдүрүш һәм тәсәлли бериш үчүн униң йениға беришқа биллә келишкән еди.
12Улар келип жирақтинла униңға қаривиди, уни тониялмай қалди-дә, авазлирини көтирип жиғлап ташлиди. Һәр бири өз тонлирини житиветип, топа-чаңларни асманға етип өз башлириға чечишти.
13Улар униң билән биллә дақ йәрдә йәттә кечә-күндүз олтарди, униңға һеч ким гәп қилмиди; чүнки улар униң дәрд-әлиминиң интайин азаплиқ екәнлигини көрүп йәткән еди.