Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шухалиқ Билдад җавапән мундақ деди: —
2«Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур; У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду.
3Униң қошунлирини санап түгәткили боламду? Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар?
4Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун? Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун?
5Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә, Юлтузларму пак болмиған йәрдә,
6Қурут болған инсан, Сазаң болған адәм балиси униң алдида қандақ болар?».