Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Аюп

Аюп 33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1«Әндиликтә, и Аюп, баянлиримға қулақ салғайсән, Сөзлиримниң һәммисини аңлап чиққайсән.
2Мана һазир ләвлиримни ачтим, Ағзимда тилим гәп қилиду.
3Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, Ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду.
4Тәңриниң Роһи мени яратқан; Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду.
5Җававиң болса, маңа рәддийә бәргин; Сөзлириңни алдимға сәпкә қоюп җәңгә тәйяр турғин!
6Мана, Тәңри алдида мән саңа охшаш бәндимән; Мәнму лайдин шәкилләндүрүлүп ясалғанмән.
7Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән, Вә яки мән салған жүк саңа бесим болмайду.
8Сән дәрвәқә қулиқимға гәп қилдиңки, Өз авазиң билән: —
9«Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...
10Мана, Худа мәндин сәвәп тепип һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду;
11У путлиримни кишәнләргә салиду, Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим.  
12Мана, мән саңа җавап берәйки, Бу ишта гепиң тоғра әмәс; Чүнки Тәңри инсандин улуқдур.
13Сән немишкә униң билән дәвалишип: — У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?
14Чүнки Тәңри һәқиқәтән гәп қилиду; Бир қетим, икки қетим, Лекин инсан буни сәзмәйду;
15Чүш көргәндә, кечидики ғайипанә аламәттә, — (Қаттиқ уйқа инсанларни басқанда, Яки орун-көрпилиридә үгдәк басқанда) —
16— Шу чағларда У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду.
17Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур, Инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур;
18Буниң билән Худа адәмниң җенини көз йәтмәс һаңдин яндуруп, сақлайду, униң һаятини қиличлиништин қоғдайду.

19Яки болмиса, у орун тутуп йетип қалғинида ағриқ билән, Сүйәклирини өз-ара соқуштуруп беарам қилиш билән, Тәрбийә қилиниду.
20Шуниң билән униң пүтүн вуҗуди таамдин нәпрәтлиниду, Униң җени һәр хил назу-немәтләрдин қачиду.
21Униң ети көздин йоқилип кетиду, Әслидә көрүнмәйдиған сүйәклири бөртүп чиқиду.
22Буниң билән җени көз йәтмәс һаңға йеқин келиду, Һаяти һалак қилғучи пәриштиләргә йеқинлишиду;
23Бирақ, әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса, Йәни миңиниң ичидә бириси болса, — Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған келиштүргүчи болса,
24Ундақта Худа униңға шәпқәт көрситип: «Уни һаңдин чүшүп кетиштин қутқузуп қойғин, Чүнки Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — дәйду.
25Буниң билән униң әтлири балилиқ вақтидикидин юмран болиду; У яшлиғиға қайтиду.
26У Тәңригә дуа қилиду, У шәпқәт қилип уни қобул қилиду, У хошал-хурам тәнтәнә қилип Униң дидарини көриду, Һәмдә Худа униң һәққанийлиғини өзигә қайтуриду.
27У адәмләр алдида күй ейтип: — «Мән гуна қилдим, Тоғра йолни бурмилиғанмән, Бирақ тегишлик җаза маңа берилмиди!
28У роһумни һаңға чүшүштин қутқузди, Җеним нурни һозурлинип көриду» — дәйду.
29Мана, бу әмәлләрниң һәммисини Тәңри адәмни дәп, Икки һәтта үч мәртәм аян қилиду,
30Мәхсити униң җенини һаңдин яндуруп қутқузуштур, Уни һаятлиқ нури билән йорутуш үчүндур.
31И Аюп, маңа қулақ салғайсән; Үнүңни чиқарма, мән йәнә сөз қилай.
32Әгәр сөзлириң болса, маңа җавап қиливәргин; Сөзлигин! Чүнки имканийәт болсила мениң сени ақлиғум бар.
33Болмиса, мениңкини аңлап олтар; Сүкүт қилғин, мән саңа даналиқни үгитип қояй».